германийә украинаға танка бериш үчүн американиңму танка беришини шәрт қилди

германийә баш министири олаф шолз «йилпиз» намлиқ танкилирини украинаға әвәтиш үчүн, американиңму «абрамс» намлиқ танкилирини украинаға әвәтишини шәрт қилди.

1934888
германийә украинаға танка бериш үчүн американиңму танка беришини шәрт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: «Süddeutsche Zeitung» гезитиниң хәвиригә асасланғанда, олаф шолз сәйшәнбә күни америка пирезиденти җо байдин билән өткүзгән телефон сөһбитидә, әгәр америка «абрамс» намлиқ танкилирини украинаға йәткүзгән тәқдирдә, өзлириниңму украинаға «йилпиз» (Loepard) намлиқ танкилирини  берәләйдиғанлиқлирини ейтқан.

хәвәрдә, шолзниң сөһбәттә мәзкур шәртини оттуриға қойғанлиқи, әмма байдинниң бу һәқтә һечқандақ вәдә бәрмигәнлики тәкитләнди.

«Krauss-Maffei Wegmann» ширкити һазирға қәдәр тәхминән 3600 данә «2-йилпиз» намлиқ  танка ишләпчиқарған вә нурғун дөләтләргә сатқан иди.

германийә армийәсидиму тәхминән 300 данә <йилпиз> намлиқ танкиниң барлиқи мәлум.

һәрқандақ дөләтниң қорал амбиридики «йилпиз» намлиқ  танкини башқа бир дөләткә бериши үчүн алди билән германийә тәстиқидин өткүзүши шәрт.

германийә тәхминән икки һәптә илгири украинаға 40 данә  «мардер» бронивик аптомобили беридиғанлиқини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر