даеш конгодики черкавға қилинған бомба һуҗуминиң җавабкарлиқини өз үстигә алди

конго демократик җумһурийитиниң касинди шәһиридә бир черкавға қилинған бомба һуҗуминиң җавабкарлиқини террорлуқ тәшкилати даеш өз үстигә алди.

1933129
даеш конгодики черкавға қилинған бомба һуҗуминиң җавабкарлиқини өз үстигә алди

түркийә авази радийоси хәвири: конго демократик җумһурийитиниң шәрқигә вә уганда чеграсиға җайлашқан касинди шәһиридә бир протестант черкавиға, йәкшәнбә күни (15-йанвар) ибадәт қилиниватқан вақитта бомба һуҗуми йүз бәрди. һуҗумда бәш киши җенидин айрилип, 15 киши йариланди.

мәзкур һуҗумниң җавабкарлиқини террорлуқ тәшкилати даеш иҗтимаий таратқуларда елан қилған байанати билән өз үстигә алди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر