җо байдинниң өйидин йәнә 5 «мәхпий» һөҗҗәт тепилди

ақсарай америка пирезиденти җо байдинниң делаваредики өйидин йәнә 5 «мәхпий» һөҗҗәтниң тепилғанлиқини елан қилди.

1932791
җо байдинниң өйидин йәнә 5 «мәхпий» һөҗҗәт тепилди

түркийә авази радийоси хәвири: байдинниң мәслиһәтчилиридин бири болған ричард савбер чаршәнбә күнидин бери пирезидент байдинниң дипломатийә мәркизидә вә дилаваредики туралғусида тепилған һөҗҗәтләргә мунасивәтлик җәрйанни хуласилап байанат елан қилди.

ричард савбер икки җайда қолға чүшүрүлгән «мәхпий» дәп йезилған һөҗҗәтләрни тәкшүрүш үчүн дөләтлик архип вә әдлийә министирлиқи билән маслишиватқанлиқини, пәйшәнбә күни байдинниң вилмиңтондики туралғусидин қолға чүшүрүлгән мәхпий һөҗҗәтни елиш үчүн өйигә барғанлиқини вә униңға һәмраһ болған әдлийә министирлиқиниң әмәлдарлири билән ичидә «мәхпий» дәп йезилған йәнә 5 һөҗҗәтни тапқанлиқини ейтти.

ричард савбер һөҗҗәтләрниң әдлийә министирлиқи хадимлириға тапшуруп берилгәнликини һәмбәһирлиди.

байдинниң мәслиһәтчиси байанатида йәнә, ақсарайниң әдлийә министири тәйинлигән алаһидә һуқуқлуқ мупәттиши билән һәмкарлишидиғанлиқини ейтти.

ричард савбер 9 - йанвардики байанатида, байдинниң пен байдин мәркизидики хусусий ишханисида 2 - нойабирда муавин пирезидентлиқ дәвридин қалған вә бәзи мәхпий учурларни өз ичигә алған аз сандики һөҗҗәтләрниң тепилғанлиқини ейтқан иди.

ричард савбер бу һөҗҗәтләрниң  қулупланған бир ишкапта тепилғанлиқини билдүрүп, һөҗҗәтләр тепилған һаман байдинниң шәхсий адвокатлириниң ақсарай вә дөләт архипиға мунасивәтлик органлар билән алақилашқанлиқини уқтурған иди.

байдин ишханидин мәхпий һөҗҗәтләрниң чиққанлиқини аңлап «һәйран қалғанлиқи» ни ейтқан вә һөҗҗәтләрниң мәзмунидин хәвири йоқлуқини  билдүргән иди.

федератсийә тәкшүрүш идариси хадимлири 2022 - йили 8 - авғустта палма саһилидики трампниң мар-лаго сарийини ахтурғандин кейин, пирезидент байдин мәхпий һөҗҗәт тепилғанлиқиға қарита, «бир адәм қандақму бунчә мәсулийәтсизлик қилалайду?» дәп байанат елан қилған иди.

тирампни бу мәсилидә тәнқид қилған байдинниңму туралғусидин мәхпий һөҗҗәтләрниң тепилишиға қарита җумһурийәтчиләр партийәси пирезидент байдинға қарши тәнқидләрни болишиға күчәйткән әһвалда турмақта.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر