америка түркийәгә « F-16» айропиланлирини сетип бериш қарарнамисини дөләт мәҗлисигә йоллиди

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи түркийәгә « F-16» типлиқ уруш айропиланлирини сетип бериш қарарнамисини  дәсләпки қәдәмдә тәкшүрүш үчүн дөләт мәҗлисигә йоллиди.

1932607
америка түркийәгә « F-16» айропиланлирини сетип бериш қарарнамисини дөләт мәҗлисигә йоллиди

түркийә авази радийоси хәвири: игилинишичә, америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи, түркийәгә « F-16» типлиқ уруш айропиланлирини сетип бериш вә мәвҗут « F-16» типлиқ уруш айропиланлириниң запчаслирини заманивилаштуруш қарарнамисини, авам палатаси вә кеңәш палатасиниң мунасивәтлик комитетлириниң рәислири вә йуқири дәриҗилик әзалириға дәсләпки қәдәмдә тәкшүрүш үчүн йоллиған.

америка қошма иштатлирида, һәрбий әслиһәләрни сетиш қарарнамисиниң тәстиқлиниши үчүн, дөләт мәҗлисиниң, шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза дөләтләргә мунасивәтлик қарарнамигә 15 күн, шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болмиған дөләтләргә мунасивәтлик қарарнамигә 30 күн ичидә етираз билдүрмәслики шәрт икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر