венгирийә баш министири: йавропа иттипақи русийәгә йүргүзүватқан ембарголарни тохтитиши керәк

венгирийә баш министири виктор орбан 24-февралдин (2022) буйан давамлишиватқан русийә-украина уруши сәвәбидин йавропа иттипақиниң русийәгә қаратқан ембарго сийаситиниң хата икәнликини, шуңа бу сийасәтни өзгәртиши керәкликини ейтти.

1932513
венгирийә баш министири: йавропа иттипақи русийәгә йүргүзүватқан ембарголарни тохтитиши керәк

түркийә авази радийоси хәвири: баш министир орбан венгирийә дөләт радийоси « Kossuth Radio» ниң зийаритини қобул қилғанда бәргән байанатида, русийәгә қаритилған ембарголар бикар қилинған тәқдирдә, енергийә баһаси вә омумий пул пахаллиқиниң % 50 төвәнләйдиғанлиқини, әмма буниң үчүн чоқум йавропа иттипақида сийасий қарар чиқирилиши керәкликини ейтти.

венгирийәниң илгири енергийә үчүн 7 милйард йавро төләйдиғанлиқини, әмма бүгүнки күндә ембарголар сәвәбидин 17 милйард йавро төләйдиғанлиқини әскәрткән орбан, венгирийәниң ембарголарниң алдини елиш күчи йоқлуқини, лекин, германийә йаки фирансийә қатарлиқ чоң дөләтләрниң буниңға күчи йетидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «уруш вә ембарголар сәвәбидин йавропалиқлар наһайити чоң зийан тартти. уруш мәзгилидә америка қошма иштатлириниң пайдиға еришкәнлики, йавропаниң болса зийан тартқанлиқи һәммигә айан. русийәниң ғәлибә қилған йаки зийан тартқанлиқи тоғрисида талаш - тартишлар бар. әгәр бу мәсилигә пул нуқтисидин қарисақ, русийәни көп зийан тартти, дейәлмәймиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر