америка пирезидентлири мәхпий һөҗҗәтләр сәвәбидин күнтәртиптин чүшмәй кәлмәктә
сабиқ пирезидент доналд трамптин кейин, бу қетим һазирқи пирезидент җо байдин муһим тәнқид обйектиға айланди.
түркийә авази радийоси хәвири: җо байдинниң хусусий ишханисида сабиқ пирезидент барак обама дәвридики муавин пирезидентлардин қалған «дөләткә тәвә мәхпий һөҗҗәтләр» тепилди.
ақсарай мәзмуни ашкариланмиған мәзкур һөҗҗәтләрниң әдлийә министирлиқи тәрипидин тәкшүрүлүватқанлиқини елан қилди.
җо байдин болса, ишханисидин мәхпий һөҗҗәтләрниң тепилғанлиқиға һәйран қалғанлиқини ейтти.
байдин мексикадики учришишлиридин кейин ахбарат елан қилиш йиғинида қилған сөзидә, һөҗҗәтләрниң мәзмунини билмәйдиғанлиқини ейтти.
американиң «CNN» телевизийә қанили мәхпий һөҗҗәтләрниң ичидә украина, иран вә әнглийә тоғрулуқ истихбарий мәлуматлар шундақла буйруқларниңму барлиқини илгири сүрди.
темиға йеқин бир мәнбәни асас қилған хәвәрдә, мәзкур һөҗҗәтләрниң 2013 - вә 2016 - йилларни өз ичигә алидиғанлиқи билдүрүлди.
бу йеңи әһвал америкада йеңи муназирәләргә йол ачти. сабиқ президент трамп байдинға наразилиқ билдүрүп: «федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) байдинниң өйигә, һәтта ақсарайға қачан бесип кирип тәкшүрүш елип бариду?» дәп соал сориди.
федератсийә тәкшүрүш идариси илгири тирампниң флоридадики өйини ахтуруш җәрйанида тәхминән 100 гә йеқин мәхпий һөҗҗәтни қолға чүшүргән иди.
тәкшүрүштә, «әң мәхпий» дәп тамға урулған һөҗҗәтләр тепилған иди.