биразилийәдә сабиқ әдлийә министири қолға елиш буйруқи чиқирилди

биразилийәдә сабиқ әдлийә министири вә пайтәхт биразилийә федератсийә райониниң сабиқ хәвпсизлик министири андерсон торрес конгрәгә бесип кириш вәқәсидә «сәл қараш» билән әйиблинип, үстидин қолға елиш буйруқи чиқирилди.

1931134
биразилийәдә сабиқ әдлийә министири қолға елиш буйруқи чиқирилди

түркийә авази радийоси хәвири: биразилийә таратқулиридики хәвәрләрдә билдүрүлишичә, сотчи александра де мораес сабиқ әдлийә министири торресни 8-йанварда (2023) сабиқ пирезидент болсонаро қоллиғучилириниң конгрә бинасиға, пирезидентлиқ мәһкимисигә вә алий сот бинасиға бесип кириш вәқәсидә, пайтәхтниң хәвпсизлик министири болуш сүпитидә вәзиписини ада қилмаслиқ билән әйиблигән.

сотчи мораес торрес үстидин қолға елиш қарари чиқарғанлиқлирини елан қилған.

сабиқ әдлийә министири вә пайтәхт биразилийә федератсийә райониниң сабиқ хәвпсизлик министири торрес әйибләшләрни рәт қилип, дәм елиш америкаға барғанлиқини вә биразилийәгә қайтиш вақтиниң ениқ әмәсликини билдүргән.

сақчилар тәкшүрүш даирисидә, торресниң биразилийәдики өйини ахтурди.

биразилийә таратқулиридики видеоларда, ашқун оңчи болсонаро қоллиғучилири һөкүмәт биналириға бесип киргәндә, бәзи сақчиларниң буниңға қарап турғанлиқи вә йанфонлири билән бу җәрйанни рәсимгә тартқанлиқи оттуриға чиққан иди.

торрес сабиқ пирезидент болсонаро дәвридә 2019-йилдин 2022-йилғичә әдлийә министири болуп вәзипә өтигән вә арқидин пайтәхт биразилийә федератсийә райониниң хәвпсизлик министирлиқиға вәзипигә тәйинләнгән иди.

болсонарониң иттипақдиши дәп билинидиған торрес 8-йанвардики конгрә бинасиға, пирезидентлиқ мәһкимисигә вә алий сот бинасиға бесип кириш вәқәсидә «сәл қараш» билән әйиблинип һоқуқидин елип ташланған иди.

биразилийәдә 30-өктәбир өткүзүлгән 2-айланма сайламда, сол қарашқа игә лула да силва %50.9 авазға, ашқун оңчи болсонаро %49.1 авазға еришкән иди.

сайламда ғәлибә қилған лула да силва 2023-йили 1-йанвар парламентта қәсәм берип вәзипә тапшурувалған иди.

биразилийәдә сайлам нәтиҗилири елан қилинғандин кейин, болсонарониң қоллиғучилири пат-пат намайиш қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر