хитайға истанбулдин тунҗи учуш ишқа ашурулди

«ковид – 19» йуқуми башланғандин кейин 2020 – йили мартта йолға қойушқа башлиған чегра еғизлиридики контирол тәдбирлирини бикар қилған хитайға, истанбулдин тунҗи айропилан сәпири әмәлгә ашурулди.

1930499
хитайға истанбулдин тунҗи учуш ишқа ашурулди

түркийә авази радийоси хәвири: карантин тәдбирлириниң ахирлишиши билән тунҗи хәлқаралиқ айропилан сәпири хитай айродурумлириға қарита әмәлгә ашурулғандин кейин, түркийәдинму тунҗи айропилан сәпири башланди.

хитай һава йоллири ширкити (China Southern Airlines) «ковид – 19» йуқумидин кейин, 240 йолучиси билән истанбулдин гуаңҗу шәһиригә тунҗи айропилан сәпирини әмәлгә ашурди.

IGA (истанбул чоң айродуруми) авийатсийә тәрәққийат ишлири директори маҗид хан  тунҗи айропилан сәпири  мунасивити билән өткүзүлгән мурасимда қилған сөзидә, вухәндин кейин, гуаңҗуғиму йавропа бойичә әң чоң айродурум болған истанбул айродурумидин айропилан сәпириниң башланғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «истанбул айродурумида хитай йолучиларға қилинидиған мулазимәт түрлири наһайити көп. хитайчә сөзләйдиған хизмәтчиләрдин тартип хитайчә чүшәндүрүшкичә һәммә мулазимәт толуқ.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر