германийә баш министири зелениски билән телефонлашти

германийә баш министири олаф шолз  украина пирезиденти володимир зелениски билән телефонда көрүшти.

1929278
германийә баш министири зелениски билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: германийә һөкүмитиниң байанатчиси стеффен хебстрейитниң байанатиға қариғанда, шолз билән зеленскийниң телефон сөһбитидә, украинаниң сийасий, һәрбий вә инсаний вәзийити тоғрисида өзара пикир алмаштурулған.

шолз, русийәниң таҗавузчилиқи алдида украинани қәтий қоллайдиғанлиқлирини әскәрткән, һәмдә германийә һөкүмитиниң 2022-йили украинаға 12 милйард йавродин артуқ иқтисадий йардәм бәргәнлики вә бу йардәмниң 2023-йилиму давамлишидиғанлиқини тәкитлигән.

зеленский болса, русийәниң украинаниң һалқилиқ ул әслиһәләргә қилған йеқинқи һуҗумлири тоғрисида мәлумат бәргән, һәмдә германийә һөкүмитиниң украинани «вәтәнпәрвәр» намлиқ башқурулидиған бомба батарейәси вә «мардер» типлиқ биронивик уруш  аптомобиллири билән тәминләш қарари түпәйли миннәтдарлиқ билдүргән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر