пакистан палатаси әрдоғанни «нобел тинчлиқ мукапати» ға намзат көрсәтти

пакистан палатасиниң рәиси муһәммәд садиқ санҗрани, русийә – украина уруши басқучидики тиришчанлиқлири түпәйли җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанни «нобел тинчлиқ мукапати» ға намзат көрсәткәнликлирини билдүрди.

1928208
пакистан палатаси әрдоғанни «нобел тинчлиқ мукапати» ға намзат көрсәтти

түркийә авази радийоси хәвири: садиқ санҗрани, йазма байанат елан қилип, пакистан хәлқи вә палатаси намидин, 24 – февралдин буйан давамлишиватқан русийә – украина уруши басқучидики тиришчанлиқлири түпәйли, түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанни «нобел тинчлиқ мукапати» ға намзат көрсәткинликлирини байан қилди.

бу урушниң пүткүл дунйа үчүн вәйранчилиқ елип келидиған «йадролуқ партлаш» дәриҗисигә берип йәткәнликини әскәрткән санҗрани, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң  һәм мислисиз тиришчанлиқлириниң, һәмдә һәр икки  тәрәпкә дәл вақтида вә нәтиҗилик мудахилилириниң түрткисидә, өз алдиға йәр шариви палакәтниң алдини алғанлиқини қәйт қилди.

у, «ашлиқ каридори келишими» арқилиқ районниң апәт характерлик ачарчилиқтин қутулуп қалғанлиқини әскәртиш билән бир вақитта, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң һәқиқий дөләт әрбаби икәнликини, пәқәт өз дөлитиниңла әмәс, районниң параванлиқи үчүнму хизмәт қилидиған хәлқ рәһбири икәнликини тәкитлиди.

садиқ санҗрани, җумһур рәис әрдоғанниң пәқәт өз дөлити йаки райони үчүн қиммәтлик рәһбәр икәнликини испатлапла қалмай, муһәммәд әләйһиссаламниң тинчлиқ, кәң қорсақлиқ вә сөйгү тәлиматлирини пүткүл инсанийәткә йәткүзгәнликини ейтти.

у, әрдоғанниң ислам тәлиматлири тоғрисидики уқушмаслиқларни давамлиқ түгитип, барлиқ кишиләрниң һәқ – һоқуқлирини баравәрлик асасида қоғдашни давамлаштурғанлиқини тәкитлиди, шу вәҗидин, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанни «нобел тинчлиқ мукапати» ға намзат көрсәткәнликлирини, буниңдин интайин хушал икәнликлирини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر