өлүм тәһдитлиригә учриған голландийәлик тәтқиқатчи т р т ниң соаллириға җаваб бәрди

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г ниң қараңғу йүзини көп қетим ашкарилиған вә бу сәвәбтин өлүм тәһдитлиригә учриған голландийәлик тәтқиқатчи рена нетҗес, түркийә радийо – телевизийә баш идариси (TRT) мухбириниң соаллириға җаваб бәрди.

1927823
өлүм тәһдитлиригә учриған голландийәлик тәтқиқатчи т р т ниң соаллириға җаваб бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: рена нетҗес, 2016-йилдин буйан сүрийәниң шималида тәтқиқат елип бериватқан болуп, йазған мақалилири вә бәргән байанатлири сәвәбидин терорлуқ тәшкилатлириниң өлүм тәһдитлиригә учримақта.

у, т р т мухбириниң соаллириға җаваб берип мундақ дәйду: «саһәдә (сүрийәниң шималида) мән ғәрб таратқулиридин игилигән мәлуматлардин башқичә бир нәтиҗигә ериштим.»

«бизгә дейилгән вә сүрийәдики кишиләрдин аңлиғанлирим пүтүнләй башқичә иди. шуңа, қайсисиниң тоғра икәнликини билиш үчүн чоқум тәтқиқат елип беришим керәк иди. 2016-йили, тунҗи қетим чеградин өтүп сүрийәгә берип, тәтқиқат елип беришқа башлидим вә бу сайида еришкән нәтиҗиләрни оттуриға қойуштин қилчә қорқуп қалмидим.»

көзитишлири вә саһәдә елип барған тәтқиқатлири сәвәбидин  бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г ниң һуҗум нишаниға айлинип қалғанлиқини тәкитлигән нетҗес, п к к/й п г ниң сүрийәдә ишғал қиливалған районда зораванлиқ түзүми орнатқанлиқини әскәртип мундақ деди: «сүрийәлик курдлар п к к/й п г ни йахши көрмәйду. улар интайин залим болғачқа, улар контрол қиливатқан районда, әслидә % 70 әрәбләр йашайду. әрәб қәбилилириму уларни йақтурмайду.»

«райондин қачқанлар пәқәт даештинла әмәс, п к к/й п г динму қачти.»

п к к/й п г ниң  пуқраларниму һуҗум нишани қиливатқанлиқини ейтқан голландийәлик тәтқиқатчи, мундақ дәп көрсәтти: «улар п к к/й п г әзалири) ниң ғәрбтин алған пуллири наһайити көп болсиму, әмма уларниң инсанлар үчүн һечқандақ йахши иш қилип бәргини йоқ. улар йәнә бу йәрдики нефитниң бир қисминиму контрол қилиду, әмма хәлқ техичә намратчилиқ ичидә йашимақта. шуни дейишим керәкки, улар интайин залим болуп, кордлар вә сүрийә хәлқигә қарши террорлуқ тактикисини қолланмақта. улар бир районда даешқа қарши күрәш қилмақта, әмма сүрийәниң башқа җайлирида пуқраларни һуҗум нишани қилмақта. дохтурханилар, мусапирлар лагерлириға қилинған һуҗумлар буниң рошән мисалидур.»

у йәнә, сүрийәниң шималидики түркийәниң контроллуқидики районларниң әң бихәтәр җайлар икәнликиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر