русийә уруш қурбанлириниң аилә - тавабиатлириға иқтисадий йардәм беришни қарар қилди

русийә пирезиденти виладимир путин украинадики урушта қаза қилған русийә әскәрлириниң аилә-тавабиатлириға бәш милйон рубли йардәм бериш қарариға имза қойди.

1927575
русийә уруш қурбанлириниң аилә - тавабиатлириға иқтисадий йардәм беришни қарар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: русийәниң қанун учурлири тори, русийә пирезиденти виладимир путин тәрипидин имзаланған «рус әскәрлири, хәвпсизлик күчлири вә уларниң аилә-тавабиатлириға қошумчә иҗтимаий капаләт бериш» тоғрисидики қарарнамәни елан қилди.

қарарға асасланғанда, украинадики «алаһидә һәрбий һәрикәт» җәрйанида һайатидин айрилған әскәрләрниң шундақла  ички ишлар министирлиқи вә русийә дөләт мудапиә армийәсиниң аилә-тавабиатлириға бир қетим бәш милйон рубли (тәхминән 71 миң 500 доллар) берилидикән.

буниңдин башқа, мәзкур категорийәдики кишиләр йариланған йаки писхика қалаймиқанчилиқиға дуч кәлгән тәқдирдә, үч милйон рубли (тәхминән 42 миң 900 доллар) йардәм берилидикән.

имза қойулған күндин башлап йолға қойулған мәзкур қарар, 2022-йили 2-айниң 24-күнидин кейин һайатидин айрилған әскәрләр вә йариланғанларниң аилә-тавабиатлирини өз ичигә алидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر