авистирийәдә бир җамә һуҗумға учриди

ислам дүшмәнлики барғансери әвҗ елип кетиватқан авистирийәдә бир җамә һуҗумға учриди.

1927369
авистирийәдә бир җамә һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: мәлуматларға қариғанда, авистирийәниң пайтәхти вйеннаниң оттакриң районидики «фатиһ җамәси» ниң кириш еғизиға от қойуп берилгән.

җавабкарлар техичә ениқлап чиқилалмиған һуҗумдин кейин, сақчилар тәкшүрүш башлатқан.

авистирийә ислам җамаити җәмийитиниң рәиси үмид вурал, җамәниң бузғунчилиқ нишани қилинғанлиқини тәкитләп мундақ дегән: «биз бу вақәниң айдиңлаштурулушини күтүватимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر