байдин җәнубий корейә билән бирләшмә маневир өткүзүш сөһбити өткүзүлмигәнликини билдүрди

америка пирезиденти җо байдин, дөлитиниң шималий корейәниң йадро тәһдитлиригә қарши җәнубий корейә билән бирләшмә маневирларни өткүзүш тоғрисида сөһбәтләрниң өткүзүлмигәнликини билдүрди.

1927153
байдин җәнубий корейә билән бирләшмә маневир өткүзүш сөһбити өткүзүлмигәнликини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: байдинниң байанати җәнубий корейә пирезиденти йон сук йеолниң шималий корейәниң йадро тәһдитлиригә қарши ортақ пиланларни түзүп, бирләшмә маневиларни өткүзүш тоғрисида америка билән сөһбәтләрләрни өткүзгәнликлирини оттуриға қойушидин кейинки вақитқа тоғра кәлди.

байдин мухбирларниң <икки дөләтниң бирләшмә йадро маневири өткүзүш мәсилисини музакирә өткүзүп – өткүзмигәнлики> тоғрисидики соалиға «йақ» дәп җаваб бәрди.

йон дөлитиниң «чосун илбо» гезитигә байанат берип: «биз америка билән үнүмлүк шәкилдә йалтайтиш истратегийәси тоғрисида ортақ пиланларни түзүп, йадро иқтидари җәһәттә бирләшмә маневирларни өткүзүш тоғрисида сөзлишиватимиз. америкаму бу мәсилигә интайин актип қаримақта» дегәниди.

шималий корейә 2022-йили илгирики йиллардикигә қариғанда техиму көп башқурулидиған бомба қойуп берип, корейә йерим арили вә шәрқий асийадики җиддийчиликни күчәйтивәткәниди.

җәмий 90 дин артуқ башқурулидиған бомба қойуп бәргән пйоңйаң һөкүмити, 2022-йили нойабирда бир күндә 23 башқурулидиған бомба қойуп бәрди.

пийоңйаң 2023-йилиниң дәсләпки ләһзилиридиму баллистик башқурулидиған бомба синиқи елип барғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر