столтенберг: ғәрб дөләтлири украинаға узун муддәткичә йардәм қилишқа тәййар туруши керәк

шималий атлантик әһди тәшкилати баш катипи җенс столтенберг русийәниң украинаға қиливатқан һуҗумлирида төвәнләш аламәтлири көрүлмәйватқанлиқини, шуңа ғәрб дөләтлириниң украинаға узун муддәткичә давамлиқ йардәм қилишқа тәййар туруши керәкликини ей

1926562
столтенберг: ғәрб дөләтлири украинаға узун муддәткичә йардәм қилишқа тәййар туруши керәк

түркийә авази радийоси хәвири: <б б с түркчә> ниң хәвиригә асасланғанда, столтенберг украинаниң мустәқиллиқини қоғдап, русийәни музакирә үстилигә тартип килишниң йолиниң мушу йәрдә икәнликини билдүргән. русийәдики қисмән һәрбий сәпәрвәрликниң москваниң урушни ахирлаштуруш нийити йоқлиқини көрситип беридиғанлиқини тәкитләп, «украина қисимлири йеқинқи айларда бәзи илгириләшләрни һасил қилди, әмма биз русийәниңму йеңи әскәр қобул қиливатқанлиқини вә уларни мәшиқ қилдуриватқанлиқини билимиз» дегән.

шималий атлантик әһди тәшкилати баш катипи столтенберг <б б с> қанилиға бәргән байанатида: «бу  әһвал (русийәниң) һәм урушни давамлаштуруш арзусини, һәм йеңи бир һуҗум қозғаш еһтималлиқи барлиқини көрситип бериду» деди.

столтенберг гәрчә упуқта техичә музакирә көрүнмәйватқан болмисиму, шу күни кәлгәндә украинаниң үстәлдә күчлүк болуши үчүн ғәрбниң йардиминиң муһимлиқини тәкитләп: «биз украинаға җиддий йардәм қилишимиз лазим. һәрбий йардәмләрму буниң ичидә. чүнки русийәни музакирә үстилидә олтурушқа мәҗбур һес қилдүруп, украинаниң мустәқил бир дөләт сүпитидә йавропадики мәвҗутлуқини етирап қилишини ишқа ашуридиған  бирдинбир иш бу» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر