американиң индийана иштатиму тиктокни чәклиди

американиң индийана иштати дөләт хизмитидә ишлитилидиған үскүниләргә хитай технологийә ширкитиниң иҗтимаий алақә суписи тикток йумталини қачилашни чәклиди.

1925837
американиң индийана иштатиму тиктокни чәклиди

түркийә авази радийоси хәвири:  индийана технологийә идарисиниң байанатчиси грайиг лубсен тикток йумталиниң чәкләнгәнлики тоғрисида тохталди.

у иштат системилириниң изчил контрол қилинидиғанлиқини вә иштат үскүнилиридә тиктокниң чәкләнгәнликини билдүрди.

индийана иштати баш тәптиш мәһкимисиму 7-декабирда (2022) тикток үстидин мувапиқ болмиған мәзмунлар вә абонтларниң учурлириниң бихәтәрлик әндишәлири билән абонтларға хата йөнилиш көрситидиғанлиқини сәвәб көрситип әрз қилған иди.

америка авам палатасиму палата әзалири вә хизмәтчиләрниң ишлитиватқан үскүнилиригә тикток йумталини қачилашни чәклигән иди.

федератсийә тәкшүрүш идарисиниң (FBI) директори крис врай (Chris Wray) тиктокниң контроллуқиниң хитай һөкүмитиниң қолида икәнликини әскәртип, буниң америка үчүн дөләтниң хәвпсизлик әндишәсини пәйда қилидиғанлиқи тоғрисида агаһландурған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر