германийәдә п к к ниң қоллиғучилири тәкшүрүлүшкә башланди

германийәниң дортмонд шәһиридә намайиш өткүзгәндин кейин қалаймиқанчилиқ туғдурғанлиқи вә әтраптики түркләргә һуҗум қилғанлиқи сәвәблик бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң қоллиғучилириға қарита тәкшүрүш башланди.

1925060
германийәдә п к к ниң қоллиғучилири тәкшүрүлүшкә башланди

түркийә авази радийоси хәвири: германийә сақчи тәрәпниң билдүрүшичә,  п к к ниң 320 қоллиғучиси қатнашқан намайиштин кейин, намайишчилардин 25 – 20 киши әтраптикиләр билән җедәлләшкән, сақчиларниң арилишиши нәтиҗисидә вәқә чоңийип кәтмәстин бесиқтурулған.

аммиви ортақлишиш тор бәтлиридики сәһипиләрдә тарқалған көрүнүшләрниң дөләт бихәтәрлик оргини тәрипидин билинидиған болуп, тинчлиқни бузуш вә җисманий җәһәттин зораванлиқ қилиш қилмишлири тәкшүрүлүшкә башланған, шаһитларниң әһвални сақчиларға мәлум қилиши тәләп қилинған.

игилинишичә, аммиви ортақлишиш тор бәтлиридики сәһипиләрдә, бир гуруппа п к к қоллиғучисиниң қоллиридики байрақ дәстилири билән бир йаки бирқанчә кишигә һуҗум қилған вә қалаймиқанчилиқ туғдурған көрүнүшләр орун алған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر