нигерийәдә боко һарамниң һуҗумида нурғун адәм өлди

нигерийәниң шәрқий шималида террорлуқ тәшкилати боко һарамниң бир йезиға һуҗум қилиши нәтиҗисидә 17 киши җенидин айрилди.

1924124
нигерийәдә боко һарамниң һуҗумида нурғун адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: нигерийә таратқулириниң хәвәр қилишичә, террорлуқ тәшкилати боко һарам әзалири борно өлкисиниң айрамне йезисиға һуҗум қилған.

һуҗумда падичилиқ қиливатқан 17 киши өлтүрүлгән, һуҗумдин кейин террорчилар падичиларға аит барлиқ чарвиларни оғрилап кәткән.

игилинишичә, бу дөләттә 2000 – йилларниң башлиридин буйан террорлуқ билән шуғуллиниватқан боко һарамниң 2009 – йиндин буйанқи террорлуқ һуҗумлирида, 20 миңдин артуқ киши җенидин айрилған.

террорлуқ тәшкилати боко һарам 2005 – йилдин буйан нигерийәниң қошнилири камерун, чад вә нигерғиму һуҗум қилған.

бу террорлуқ тәшкилатиниң «чад көли ойманлиқи» да елип барған һуҗумлирида кәм дегәндә 2 миң киши җенидин айрилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر