исраилийә F-35 уруш айропиланлирини тәкшүрүшни қарар қилди

бир F-35 күрәшчи айропиланиниң америка қошма иштатлирида чүшүп кетишидин кейин, исраилийә бу типтики айропиланлирини тәкшүрүшни қарар қилди.

1923796
исраилийә F-35 уруш айропиланлирини тәкшүрүшни қарар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: бир F-35 типлиқ күрәшчи айропилан 12-айниң 15-күни (2022) американиң тексас иштатиға қонуш җәрйанида чүшүп кәткәндин кейин, вашингтонниң агаһландурушиға асасән, исраилийә һәрикәткә өтти.

исраилийә қолидики  33 данә F-35 күрәшчи айропиланниң 11 ини тәкшүрүш үчүн искилатқа қайтурғанлиқини уқтурди. әмма, қалған 22 айропиланниң немә үчүн тәкшүрүлмигәнлики тоғрисида һечқандақ учур бәрмиди.

америка билән исраилийә ийулда F-35 типлиқ күрәшчи айропиланларниң қойуп бериш системисида мәсилә көрүлгәнликтин, барлиқ мәшиқ учушлирини әмәлдин қалдурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر