әнглийәдә «қанлиқ рождества байрими» қурбанлири хатириләнди

әнглийәниң пайтәхти лондонда «қанлиқ рождества байрими» қәтлиамини хатириләш мурасими өткүзүлди.

1922508
әнглийәдә «қанлиқ рождества байрими» қурбанлири хатириләнди
kanli noel.jpg
kanli noel.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: қибрис түрклири «қанлиқ рождества байрими» қәтлиами қурбанлирини хатирилиди.

қибриста рум террорлуқ тәшкилати  EOKA унсурлириниң, 1963 – йили 21 – декабир күни, қибрис түрклиригә «қанлиқ рождества байрими» дәп аталған вәһшийләрчә қирғинчилиқ  йүргүзгинигә 59 йил болди.

тарихқа «қанлиқ рождества байрими» сүпитидә йезилған бу қирғинчилиқ үчүн, қибрис түрклири лондондики җәнубий қибрис алий комиссарлиқиниң алдида, «қанлиқ рождества байрими» қәтлиамини хатириләш мурасими өткүзди.

мурасимда, мәзкур қәтлиамда шеһит болғанлар хатириләнди, уларниң фото- сүрәтлири көргәзмә қилинди.

мурасимда, җәнубий қибрис алий комиссарлиқиға, җәнубий қибрис рум һакимийити өзхәлқигә вә пүткүл дунйаға қибрис мәсилиси һәққидә һәқиқәтләрни оттуриға қойуш чақириқ қилинған бир мәктуп қалдурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر