пүткүл дунйа талибанға қаттиқ наразилиқ билдүрди

афғанистанда талибан һөкүмитиниң қиз оқуғуларниң университетларда оқушини тохтитишидин кейин, пүткүл дунйа талибанға қаттиқ наразилиқ билдүрди.

1922436
пүткүл дунйа талибанға қаттиқ наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири, әнглийә, германийә, фирансийә вә канада қатарлиқ 12 дөләтниң ташқи ишлар министирлири билән йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә бихәтәрлик сийасити алий вәкили җосеф боррел, қошма ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

байанатта, талибан һөкүмитиниң қиз оқуғучиларниң университетларда оқушини вақтинчә тохтитиш қарари әйибләнди. талибанларниң айалларға қаритилған зулум тәдбирлириниң рәһимсизләрчә вә системилиқ һалда давамлишиватқанлиқи әскәртилип мундақ дейилди: «бундақ һәрикәтләр арқилиқ талибанлар афғанистан хәлқи вә хәлқара җәмийәттин техиму йирақлашмақта.»

парс қолтуқи дөләтлири билән ислам һәмкарлиқ тәшкилатиму талибан һөкүмитиниң қарариға қаттиқ наразилиқ билдүрди.

ислам һәмкарлиқ тәшкилати билән сәуди әрәбистан, қатар, бәһрәйн, әрәб бирләшмә хәлипилики,  талибан һөкүмитиниң қараридин қаттиқ әндишә қилдиғанлиқлирини билдүрүп, кабул һөкүмитини бу қараридин ваз кечишкә чақирди.

талибан һөкүмитиниң қарариға түркийәму қаттиқ наразилиқ билдүргәниди.

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, мундақ дейилгәниди: «афғанистандики барлиқ қизларниң маарип һоқуқини етирап қилиш, бу дөләтниң параванлиқи вә кәлгүси үчүн интайин муһим. шуңа, талибан һөкүмитидин бу қарарини көздин кәчүрүшни тәләп қилимиз.»

җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалинму аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, талибан һөкүмитиниң бу қарариниң ислам дининиң роһиға хилап икәнликини тәкитлигәниди.

бу җәрйанда, афғанистанниң җалалабад шәһиридә талибан һөкүмитиниң қарариға қарши намайиш өткүзүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر