албанийәдә «2 т б -байрактар» учқусини сетивелиш келишими имзаланди

албанийә түркийә билән истратегийәлик шериклик мунасивитиниң бир мәһсулати сүпитидә «2 т б -байрактар» қораллиқ учқусини сетивелиш тоғрисида келишим имзалиди.

1921697
албанийәдә «2 т б -байрактар» учқусини сетивелиш келишими имзаланди
arnavutluk tb2 siha anlasma.jpg
bayraktar tb2 siha.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: албанийә даирилириниң мәлуматида билдүрүлишичә, пайтәхт тиранада баш министирлиқ ишханисида келишим имзалаш мурасими өткүзүлгән. мурасимға, баш министир еди рама, дөләт мудапиә министири нико пелеши, түркийәниң тиранада турушлуқ баш әлчиси таййар қаған, байкар ширкитиниң баш мудири халуқ байрактар қатнашқан.

баш министир рама мурасимда сөз қилип, түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанға келишимниң түзүлүшигә қилған йардими үчүн тәшәккүр ейтти.

у икки дөләт оттурисидики мәвҗут мунасивәтләрниң күн өткәнсери техиму йахшилиниватқанлиқини билдүрүп: «түркийә җумһурийити вә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән йавропа-атлантик җәмийәтлириниң әң чоң һәрбий иттипақи болған натода тоғра йәрдә вә тоғра сәптә турғанилқимиздин өзимизни шәрәплик һес қилимиз. түркийә җумһурийити билән оттуримизда нурғун истратегийәлик шериклик мунасивәтлиримиз бар. бүгүн мунасивәтлиримиз үчүн интайин гүзәл бир күн болди» деди.

у келишимниң пәқәт қораллиқ учқуларни сетивелиш үчүнла имзаланмиғанлиқини, бәлки албанийә армийәси билән байкар ширкити оттурисида өзара һәмкарлиқ көврүки бәрпа қилишқиму мунасивәтлик икәнликини тәкитләп: «байкар албанийәдә селинған натониң йеңи кучова һава армийә базисидики әң йуқири технологийәгә игә контрол мәркизини өткүзүвелишқа тәййарлиниватқан кишиләрни тәрбийәләш ишлириғиму йардәмлишиду» деди.

у албанийәгә кәлтүрүлидиған үч қораллиқ учқуниң дөләт хәвпсизликигә тәһдит елип келидиған һәр қандақ әһвалға қарши тәййар һаләттә болидиғанлиқини қәйт қилди.

байкар ширкитиниң баш мудири халуқ байрактар бу технологийәниң икки дөләт оттурисида йеңи дәврниң башлинишиға, албанийәниң игилик һоқуқиға вә хәлқиниң бихәтәрликигә пайдилиқ болушини тиләйдиғанлиқини билдүрди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر