хитайда 1995 киши «ковид – 19» вируси билән йуқумланди

хитай сәһийә комитети бу дөләттә йеқинқи 24 саәт ичидә 77 си чәт әлдин кәлгәнләр болуп, 1995 кишиниң «ковид – 19» вируси билән йуқумланғанлиқини, икки кишиниң өлгәнликини уқтурди.

1921159
хитайда 1995 киши «ковид – 19» вируси билән йуқумланди

түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт бейҗиңдики өлүм һадисиси, хитайниң 7-декабир күни «ковид – 19» йуқуми тәдбирлирини йениклитиш усулини қолланғандин кейин көрүлди.

мутәхәссисләрниң қаришичә, тәдбирләрниң йениклишигә әгишип, вирусниң техиму кеңийишигә қаримай, йуқумланғучилар вә қаза қилғучилар санида көрүнәрлик ешиш көрүлмәслики, йеңи усулда тәкшүртүш мәҗбурийитиниң әмәлдин қалдурулуши билән тәкшүртүш нисбитиниң төвәнләш еһтималлиқи йуқири икән.

мәлуматларға қариғанда, бейҗиңдики дохтурханилар, җәсәтханилар вә җәсәт көйдүрүш орунлирида паалийәтләр көпийип кәткән, җенидин айрилғанларниң йеқин – йоруқлири,  дөләтлик вә хәлқаралиқ мәтбуатларға бәргән байанатлирида, җенидин айрилғанларниң ахирқи дәқиқилиридә нәпәс қийинлишиш қатарлиқ «ковид – 19» йуқуминиң бәзи аламәтлириниң көрүлгәнликини билдүргән.

бирләшмә йуқумни қоғдаш вә контрол қилиш механизми 7-декабир күни, «ковид – 19» йуқуми тәдбирлириниң йеңи усулини уқтурғаниди.

уқтурушта, өй вә иш орунлирини кәң көләмлик тақаш, мәркәзлик карантин астиға кириш, аммиви тәкшүртүш вә сайаһәт чәклимисидин ваз кечишниң зөрүрлүки тәкитләнгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر