тайланд деңиз армийә парахоти тайланд қолтуқида чөкүп кәтти

башқа парахотлар вә тик учарлар парахот хадимлирини судин чиқириш үчүн районға йолланди.

1920528
тайланд деңиз армийә парахоти тайланд қолтуқида чөкүп кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: тайланд деңиз армийәси әтигәндә 75 хадимниң қутқузувелинғанлиқини вә 31 хадимниң йәнила суда икәнликини ейтти.

алақидар мәсулларниң билдүрүшичә, күчлүк шамал йәкшәнбә күни кәчтә HTMS сухотәй каридоридики електир системисини ишлимәс һалға кәлтүргән.

тайланд хан җәмәти деңиз армийәси парахоттин деңиз сүйини чиқирип, парахоттикиләргә йардәм қилиш үчүн көчмә помпа машиниси вә икки тик учар айропилан билән үч қоғдиғучи парахот әвәткән болсиму, әмма күчлүк шамал сәвәбидин қутқузуш хизмәтлири йеримида тохитап қалған.

ток үзүлүш сәвәбидин парахотқа техиму көп деңиз сүйи киргән болғачқа парахот йанға йетип суға ғәрқ болған.

бу вәқә, прачуап хири хан өлкисигә қарашлиқ бансафан районидики пиристандин 32 киломитир йирақлиқта деңизда чарлаш елип бериватқан пәйттә йүз бәргән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر