йавропа русийәгә қарши йеңи ембарго йүргүзүштә келишти

йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә бихәтәрлик сийасити алий вәкили җосеп боррел русийәгә қарши йеңи ембарго пилани үстидә келишим һасил қилғанлиқлирини ейтти.

1918194
йавропа русийәгә қарши йеңи ембарго йүргүзүштә келишти

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә бихәтәрлик сийасити алий вәкили җосеп боррел йавропа иттипақи ташқи ишлар минстирлири йиғинидин кейин байанат елан қилип, министирларниң русийәгә қарши 9-қетимлиқ ембарго пилани үстидә келишим һасил қилғанлиқлирини билдүрди.

у пиланниң мушу һәптә ичидә тәстиқлинишини күтүватқанлиқлирини әскәртип, ембарго тизимликигә киргүзүлгән 200 киши вә уларниң мал-мүлүклиригә қаритилған ембарголарниң тәстиқланғанлиқини қәйт қилди. у мундақ деди:

 «бу ембарголар русийә дөләт мудапиә саһәсини вә армийәсини еғир җазалайду. русийә һөкүмитиниң думадики, федератсийә кеңишидики вә соттики сийасий каттибашлириниму еғир җазалайду.»

йавропа иттипақи комитетиниң йеңи ембарго тәклипидә, тәхминән 200 киши вә идарә-орган билән үч русийә министирини ембарго тизимликигә киргүзүш, қош қоллинишчан мәһсулатларни експорт қилишни чәкләш вә канчилиққа мәбләғ селишни чәкләш қатарлиқ маддилар бар.

җосеп боррел түнүгүн (12-декабир) өткүзүлидиған йавропа иттипақи-шәрқ шерикчилик рәһбәрләр йиғинида, йавропа иттипақи ташқи ишлар министирлириниң, украина, гирузийә, молдова, әрменийә вә әзәрбәйҗан қатарлиқ дөләтләрниң ташқи ишлар министирлири билән көрүшүп, украинадики урушниң район үчүн кәлтүргән ақивәтлирини музакирә қилғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر