иранда намайишқа четишлиқ йәнә бир кишиниң өлүм җазаси иҗра қилинди

иранда хәлқара җәмийәтниң шунчә наразилиқиға қаримастин, намайишқа четишлиқ өлүм җазалири иҗра қилинмақта.

1917650
иранда намайишқа четишлиқ йәнә бир кишиниң өлүм җазаси иҗра қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: мизан хәвәр агентлиқиниң хәвиридә, иран әдлийә органлириниң «мәшһәдтики намайишларда иран инқилабий муһапизәт қисимлири әзаси һүсәйин зәйнәлзадә билән данийал ризазадәни пичақ тиқип өлтүргән һәмдә 4 кишини йаридар қилған» дәп әйиблигән гумандар миҗит риза раһнәвәрдиниң өлүм җазасини иҗра қилғанлиқи билдүрүлди.

раһнәвәрдиниң өлүм җазасиниң аммиға очуқ мәйданда иҗра қилинғанлиқи уқтурулди.

ирандики бир йаш айалниң назарәткә елиниши вә назарәттә вапат болушидин кейин башлинип, тәхминән 3 ай давамлашқан намайишларға четишлиқ җәмий 11 киши өлүм җазасиға һөкүм қилинған болуп, булардин 23 йашлиқ муһсин шикариниң өлүм җазаси 8 - декабирда (2022) иҗра қилинған иди.

намайишларға мунасивәтлик өлүм җазасиға қарита, дөләт ичи вә сиртида наразилиқлар күчәймәктә.  

бирләшкән дөләтләр тәшкилатиму муһсин шикариниң өлүм җасини қаттиқ әйиблигән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر