сербийә: түркийә балқан районидики тинчлиқни қоғдиғучи иттипақдаш дөләт

сербийә президенти александир вучич түркийәни ғәрбий балқан районидики тинчлиқ вә муқимлиқни қоғдиғучи иттипақдаш дөләт дәп қарайдиғанлиқлирини ейтти.

1916757
сербийә: түркийә балқан районидики тинчлиқни қоғдиғучи иттипақдаш дөләт
Aleksandar Vucic-Sentop.jpg
Aleksandar Vucic.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: вучич, қарадеңиз иқтисадий һәмкарлиқ парламент  әзалири мәҗлисиниң нөвәтчи рәислик вәзиписи түркийәгә өткүзүп берилидиған 60 - нөвәтлик омумий кеңәш йиғиниға қатнишиш үчүн белградқа йетип барған түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтопни қобул қилди.

у, шәнтоп билән елип барған учришишидин кейин, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилған байанатида, мундақ деди: «қиммәтлик меһминимиз, түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп билән қайта көрүшүш пурситигә еришкәнликим үчүн интайин хушалмән. бу пурсәттин пайдилинип, қиммәтлик достлум җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға қизғин салам йоллидим.»

шәнтоп билән түркийә – сербийә мунасивәтлири, иқтисадий һәмкарлиқ, енергийә бихәтәрлики, дөлитидики түрк мәбләғ салғучилар вә районлуқ мәсилиләр һәққидә музакирә елип барғанлиқлирини әскәрткән вучич, түркийәниң балқан районида зор рол ойнайватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «сербийә түркийәни ғәрбий балқан районидики тинчлиқ вә муқимлиқни қоғдиғучи, пәқәт сербийәниңла әмәс, райондики барлиқ дөләтләрниң пуқралириниң омумий бихәтәрликигә төһпә қошуватқан, ул әслиһә лайиһәлииригә йардәм бериватқан иттипақдаш дөләт дәп қарайду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر