москвадики бир талла базирида от апити йүз бәрди

русийәниң пайтәхти москвадики бир талла базирида от апити йүз берип, бир адәм қаза қилди.

1916686
москвадики бир талла базирида от апити йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә җиддий әһваллар министирлиқи байанат елан қилип, москвадики бир талла базирида йүз бәргән от апитиниң омумий көлиминиң 18 миң кивадрат метирға йәткәнликини билдүрди.

байанатта, от өчүрүш хадимлириниң тиришчанлиқи сайисида от апитиниң тизгинләнгәнлики, вәқәдә бир кишиниң қаза қилғанлиқи қәйт қилинди.

от апити җәрйанида талла базириниң өгзисиниң өрүлүп чүшкәнлики, вәқәни тәкшүрүш хизмәтлириниң давамлишиватқанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر