б д т бирмани араканлиқларни қутқузушқа чақирди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар алий комиссарлиқи бирмани деңиз йоли арқилиқ өз йуртидин айрилғандин кейин андаман деңизида қапселип қалған бир гуруппа роһиңйа мусапирлирини җиддий қутқузушқа чақирди.

1916927
б д т бирмани араканлиқларни қутқузушқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар алий комиссарлиқи асийа - тинч окйан ишханиси тәрипидин елан қилинған байанатта, тәхминән 200 роһиңйалиқ мусапир олтурған парахотниң 12-айниң 1-күни моторида кашила көрүлгәнлики вә шуниңдин кейин долқунларға дуч келип, еқип кәткәнлики билдүрүлди.

байанатта, айаллар вә балиларниму өз ичигә алған мусапирларниң бир нәччә күндин буйан су вә йемәкликсиз йашашқа мәҗбур болуватқанлиқи әскәртилип мундақ дейилди: «әгәр мусапирлар қутқузувелинмиса, уларниң кәлгүси күнләрдә һайатидин айрилип қелиш хәвипи бар.»

байанатта йәнә, район дөләтлиригә, хәлқара деңиз қануниға асасән мәсулийәтлирини ада қилиши тоғрулуқ агаһландуруш берилип мундақ дейилди: «бу агаһландуруш, деңизда қийин әһвалда қалған пуқраларни қутқузуш вәзиписини орундаш үчүндур.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر