столтинберг русийәниң украинадики урушни тоңлитип қойушқа урунуватқанлиқини илгири сүрди

шималий атлантик әһди тәшкилати — нато баш катипи йенс столтенберг, русийәниң украинадики тоқунушни тоңлитишқа урунуватқанлиқини, тоқунушқа тинч усулда хатимә беришниң һечқандақ аламитини намайан қилмиғанлиқини билдүрди.

1916499
столтинберг русийәниң украинадики урушни тоңлитип қойушқа урунуватқанлиқини илгири сүрди

түркийә авази радийоси хәвири: столтенберг пул-муамилә вақит гезитиниң йиғиниға син көрүнүшлүк иштирак қилип сөз қилди؛ нато бу һәқтә йазма байанат елан қилип, столтенбергниң пул-муамилә вақит гезитиниң тәһрири рола халафниң соаллириға җаваб берип, нато иттипақдашлириниң украинани қоллашни давамлаштурушиниң муһимлиқини тәкитлигәнликини уқтурди.

байанатта көрситилишичә, столтенберг, қиш пәслидә тоқунушниң бәлким техиму тинч басқучқа киришиниң мумкинликини, тоқунушқа тинч усулда хатимә беришниң һечқандақ аламитини намайан қилмиғанлиқини илгири сүргән.

украинаниң җәң мәйданида илгириләшләрни қолға кәлтүргәнликини билдүргән йенс столтенберг: «русийә күч топлап, техиму чоң һуҗум қозғаш үчүн тоқунушни тоңлитишқа урунуватиду» дегән.

у, русийә билән өткүзүлидиған һәр қандақ сөһбәтниң вақти вә мәзмуниға украинаниң қарар қилидиғанлиқини қайта тәкитлигән вә сөзини давамлаштуруп: «биз тинч һәл қилиш чарисини қанчә күчлүк арзу қилсақ, украинаға һәрбий йардәм беришимиз шунчә тәхирсиз». дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر