америка: украинаға чегра һалқиған һуҗумларни елип бериши үчүн йардәм бериватқинимиз йоқ

америка қошма иштатлири украинаға чегра һалқиған һуҗумларни елип бериши үчүн йардәм бәрмәйватқанлиқлирини вә тәшвиқ қилмайватқанлиқлирини билдүрди.

1915749
америка: украинаға чегра һалқиған һуҗумларни елип бериши үчүн йардәм бериватқинимиз йоқ

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси нед прайс украина армийәсиниң русийәниң ғәрбидики бир һава армийәси базисиға һуҗум қилишиға мунасивәтлик соалға бәргән җавабида, америка қошма иштатлири билән дунйаниң украинани пәқәт өзиниң земини һәмдә игилик һоқуқини қоғдиши шундақла русийәгә қарши өзини мудапиә қилиши үчүнла қорал - йарағлар билән тәминлигәнликини тәкитләп мундақ деди: «биз украинаға қорал - йарағларни русийәниң территорийәлиридә ишлитиши үчүн бәрмидуқ. биз буларни пәқәт өзини мудапиә қилиш үчүнла ишлитилиши лазимлиқини очуқ - ашкара һалда байан қилдуқ. пирезидент байдинму буни ениқ оттуриға қойди. биз украинаға чегра һалқиған һуҗумларни елип барсун дәп йардәм бериватқинимиз йоқ, украинани чегра сиртида һуҗумларни елип беришқа илһамландуруватқинимизму йоқ.»

ахбарат васитилири украинаниң йеқинқи күнләрдә русийәниң ғәрбий қисмида 3 һава армийәси базисиға учқучисиз һава аппаратлири арқилиқ һуҗум қилғанлиқини хәвәр қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر