әнглийә 6 айлиқтин 4 йашқичә болған балиларға ковид-19 ваксинаси әмләшни тәстиқлиди
әнглийә дора вә сәһийә мәһсулатлирини башқуруш оргини 6 айлиқтин 4 йашқичә болған бовақ вә балиларға «Pfizer-BioNtech» ширкити ишләпчиқарған ковид-19 ваксинасини әмләшкә рухсәт қилди.
1915850

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә дора вә сәһийә мәһсулатлирини башқуруш оргининиң байанатида, «Pfizer-BioNtech» ширкитиниң «Comirnaty» ваксинасиниң зөрүр болған бихәтәрлик, сүпәт вә үнүм өлчимигә тошқанлиқи билдүрүлди.
байанатта, ковид -19 ваксинасини 6 айлиқтин 4 йашқичә болған бовақлар вә балиларға әмләшниң тәстиқланғанлиқи, бу қарардин илгири 4526 қатнашқучини өз ичигә алған клиникилиқ синақниң санлиқ мәлуматлириниңму тәкшүрүлгәнлики уқтурулди.
байанатта, бу даиридә бийонтек- файзер ваксинасиниң тәсириниң «бу йаш гурупписидикиләргә нисбәтән ваксинидин күтүшкә болидиған әһвал билән мас келидиғанлиқи» әскәртилди.