хитай йапонийәни һошийар болушқа чақирди

хитай ташқи ишлар министири ваң йи хитай билән йапонийәниң өзара һәмкарлиқлар үстидә издиниватқан һәмраһ дөләтләр болуши керәкликини ейтти.

1915881
хитай йапонийәни һошийар болушқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә кйодо агентлиқи йапонийә вә хитай ширкәтлири тәрипидин токйода өткүзүлгән «йапонийә-хитай мунбири» гә, асийа дөләтлириниң вәкиллири вә мутәхәссислириниң қатнашқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә билдүрүлишичә, хитай ташқи ишлар министири ваң йи мунбәргә видео әвәтип, йапонийәгә американиң хитайни дунйа иқтисадидин чиқириветиш пиланини қоллимаслиққа чақирған.

у икки дөләтни «мәңгүлүк қошна» дәп тәрипләп, хитай-йапонийә иқтисаий вә сода мунасивәтлиригә қаритилған йаман ғәрәзлик ғовғаларға қарши һошийар болуш керәкликини тәкитлиди.

у: «нөл йиғиндилиқ ойун тузиқи» чүшүшниң орниға, хитай билән йапонийәниң «өзара һәмкарлиқлар үстидә издиниватқан һәмраһ дөләтләр» болуши керәкликини ейтти.

мунбәргә йапонийә ташқи ишлар вәзири һайаши йошимасаму видео әвәтти. у видеосида, нурғун һәмкарлиқ саһәлири бар болсиму, икки дөләт мунасивәтлириниң хирисларға дуч кәлгәнликини билдүрди.

у: «районниң тинчлиқи вә параванлиқиға мәсул икки чоң күч» болған икки дөләтниң, сәмимий дийалог билән иҗабий мунасивәтләр үчүн тиришчанлиқ көрситиши керәкликини әскәртти.

икки дөләт оттурисида 1972-йили «мәңгүлүк тинчлиқ вә достлуқ мунасивити орнитиш» байаннамәси имзаланған иди.

йапонийә билән хитай бу йил икки тәрәплик дипломатик мунасивәтниң нормаллашқанлиқиниң 50 йиллиқини тәбрикләйду.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر