афғанистанда террорлуқ һуҗуми йүз бәрди
афғанистанниң шималидики бәлх вилайитиниң мәркизи наһийәси мазари шәрифтә мәмурлар олтурған бир аптобус бомбилиқ һуҗумға учрап йәттә адәм һайатидин айрилди.
1915087

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистан таратқулири, бүгүн әтигәндә өзбекистанға ечилған һайратан таможниси хадимлири олтурған аптобосниң бомбилиқ һуҗумға учриғанлиқини хәвәр қилди.
бәлх сақчи идариси байанатчиси муһәммәд асиф вәзири, сәйидабад доқмушида йүз бәргән һуҗумда йәттә хадимниң һайатидин айрилғанлиқини, алтә кишиниң йариланғанлиқини билдүрди.
бомбиниң йол бойидики чәрчин маллар қол һарвисиға орунлаштурулғанлиқиниң ениқланғанлиқи, һазирғичә һечқандақ тәрәп йаки тәшкилатниң һуҗумниң җавабкарлиқини үстигә алмиғанлиқи билдүрүлди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

коломбийәдики қораллиқ һуҗум төт кишиниң җениға замин болди
колумбийәдә йүз бәргән қораллиқ һуҗумда төт киши қаза қилип, алтә киши йариланди.