тиграй хәлқ азадлиқ фиронти җәңчилириниң %65 иниң алдинқи сәптин чекингәнликини уқтурди

ефийопийә мәркизи һөкүмитигә қарши қозғилаң көтүргән тиграй хәлқ азадлиқ фиронти әскәрлириниң %65 иниң икки тәрәп оттурисида һасил қилинған келишимгә асасән алдинқи сәптин чекингәнлики билдүрүлди.

1914759
тиграй хәлқ азадлиқ фиронти җәңчилириниң %65 иниң алдинқи сәптин чекингәнликини уқтурди

түркийә авази радийоси хәвири: тиграй хәлқ азадлиқ фиронти рәһбәрлиридин тадесе вереда өзиниң иҗтимаий алақә торидики адресида байанат берип, өзлиригә қарашлиқ әскәрләрниң 65% ниң алдинқи сәптин чекингәнликини уқтурди.

тиграй хәлқ азадлиқ фиронти әзалириниң бир қисминиң һелиһәм вәзиписини орундап аммиға йардәм бериватқанлиқини тилға алған вереда: «әскәрлиримиз пийадә йаки машинилар билән алдинқи сәптин лагерларға чекинмәктә» дегәнләрни қәйт қилди.

тиграй хәлқ азадлиқ фиронти 11-айниң 3-күнидин башлап, қорал ташлап чекинишкә башлиғаниди.

әддис әбебә һөкүмити билән қозғилаңчи тиграй хәлқ азадлиқ фиронти вәкиллири җәнубий африқада сөһбәт өткүзүп, тоқунушларни тохтитиш тоғрисида келишиим имзалиғаниди.

ефийопийәдә армийә билән тиграй хәлқ азадлиқ фиронти қораллиқлири оттурисида 2020-йили нойабирда башланған тоқунуш миңлиған кишиниң өлүшини вә йүзмиңлиған кишиниң өй-маканлиридин айрилишини кәлтүрүп чиқарғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر