FBI: «тик-ток» америка үчүн бихәтәрлик әндишиси йаратти
америка қошма иштатлири федератсийә тәкшүрүш бийоруси (FBI) ниң директори крис врай аммиви таратқу мунбири «тик-ток» ниң американиң дөләт бихәтәрлики үчүн әндишә йаратқанлиқини билдүрди.
түркийә авази радийоси хәвири: врай, мичиган университети тәрипидин өткүзүлгән илмий муһакимә йиғинида, хитай һөкүмитиниң аммиви таратқулардики мәзмунларни контрол қиливатқанлиқини ейтти.
у, хитайниң «тик-ток» арқилиқ топлиған мәлуматларни җасуслуқ үчүн ишлитиш еһтималлиқиниң барлиқини әскәртип мундақ деди: «барлиқ мәлуматлар биз билән ортақ қиммәтләрни ортақлашмайдиған бир һөкүмәтниң қолида. бу һөкүмәт америка қошма иштатлириниң мәнпәәтлири үчүн хизмәт қилмайду. шуңа, бу әндишә пәйда қилиши керәк.»
америка қошма иштатлири федератсийә тәкшүрүш бийоруси, илгири көп қетим «тик-ток» арқилиқ топланған мәлуматларниң хитай һөкүмити тәрипидин «йаман ғәрәздә» ишлитилиш еһтималлиқиниң барлиқини билдүргәниди.
йәнә бир тәрәптин, «тик-ток» мәшғулат бөлүминиң мәсули ванеса паппас, сентәбирдә америка кеңәш палатасида өткүзүлгән бир йиғинда, хитай һөкүмииниң бу пирограммисиниң мәлуматлириға қәтий еришкили болмайдиғанлиқини байан қилғаниди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
исраилийә ливанниң җәнубий вә шәрқий районлирини бомбардиман қилди
исраилийә уруш айропиланлири ливанниң шәрқий вә җәнубидики охшимиған районларни бомбардиман қилди.