венгирийә йавропаниң украинаға қаратқан йардәм пиланини рәт қилмақта
венгирийә баш министири виктор орбан йавропа иттипақи комитетиниң украинаға қаратқан ортақ йардәм пиланини давамлиқ рәт қилидиғанлиқлирини ейтти.

түркийә авази радийоси хәвири: венгирийә баш министири виктор орбан дөләтлик коссус радийосиниң зийаритини қобул қилғанда, йавропа иттипақи дөләтлириниң икки тәрәплик келишимләр рамкисида украинаға йардәм қилиш пикрини илгири сүрүватқанлиқини, бу сәвәбтин йавропа иттипақи комитетиниң украинаға қаратқан 18 милйард йавролуқ йардәм лайиһәсини давамлиқ рәт қилидиғанлиқлирини әскәртти.
у йавропа иттипақиниң русийәгә қарши иҗра қиливатқан ембарголири үстидә тохтилип, йавропа тәбиий газ вә йадро енергийәсигә ембарго йүргүзгән әһвалда, буниң венгирийәгә еғир ақивәтләрни пәйда қилидиғанлиқини, бу сәвәбтин венгрийәниң буниңдин мустәсна тутулуши керәкликини билдүрди.
йавропа иттипақи комитети 9-нойабирда (2022) 24-февралдин тартип русийәниң таҗавузчилиқиға қарши уруш қиливатқан украинаға 2023-йили үчүн 18 милйард йавролуқ йардәм лайиһәсини тәклип қилған иди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

коломбийәдики қораллиқ һуҗум төт кишиниң җениға замин болди
колумбийәдә йүз бәргән қораллиқ һуҗумда төт киши қаза қилип, алтә киши йариланди.