русийә пирезидент байдинниң сөһбәтлишиш тәклипигә инкас қайтурди

русийә кремил сарийи байанатчиси дмитрий песков русийә пирезиденти путинниң америка пирезиденти җо байдин билән сөһбәтлишишкә иҗабий қарайдиғанлиқини, бирақ русийә армийәсиниң украинадин чекинишкә тәййар әмәсликини билдүрди.

1914041
русийә пирезидент байдинниң сөһбәтлишиш тәклипигә инкас қайтурди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә кремил сарийи байанатчиси дмитрий песков мухбирларниң зийаритини қобул қилип, пирезидент байдинниң путин билән көрүшүш үчүн русийәниң украинадин әскәрлирини чекиндүрүши керәклики тоғрисидики сөзлирини хатириләтти.

у русийә армийәсиниң украинадин чекинишкә тәййар әмәсликини әскәртип: «алаһидә һәрбий һәрикәт давамлишиватиду. путин һәр қачан учришиш вә музакирәләргә очуқ иди, һазирму шундақ. тинчлиқ асасидики дипломатик васитиләр мәнпәәтлиримизни қолға кәлтүрүшниң әң көп талланған йоли» деди.

у «американиң русийәниң йеңи земинлирини (украинаниң бесивалған земинлирини) һазирғичә етирап қилмиғанлиқи» ни, буниң өзара музакирәгә асас тепишни қийинлаштурғанлиқини билдүрүп, путинниң дөләт мәнпәәти үчүн һәр қачан музакирәләргә очуқ икәнликини қәйт қилди.

 у путинниң украинада уруш башлиништин илгириму америка, нато, йавропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилати билән тәййарланған текист лайиһәси асасида сөһбәт башлашқа тиришқанлиқини, әмма бу тиришчанлиқниң җавабқа еришәлмигәнликини хатириләтти.

у түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған билән сүрийәдики бәшшар әсәд һакимийитиниң көрүшүш еһтимали тоғрисидики соалға: «һазирчә ениқ әмәс, әмма мушундақ еһтималлиқ бар. путин бундақ учришишни қизғин қарши алиду вә русийә буниңға күч чиқиришқа тәййар» дәп җаваб бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر