йавропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати министирлар кеңиши йиғини башланди
нөвәтчи рәислик вәзиписини полша өтәватқан йавропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати министирлар кеңиши йиғини башланди.
1913357

түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт варшавадин 140 километир йирақлиқтики лодз шәһиридә өткүзүлгән йиғин, уйда 2 күн давамлишиду.
дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, түнүгүн, йавропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң 29 – нөвәтлик министирлар кеңиши йиғиниға қатнишиш үчүн полшаниң лодз шәһиригә йүрүп кәткәниди.
чавушоғлу, әзәрбәйҗан ташқи ишлар министири җәйһун байрамов вә йавропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати баш катипи һелга шимид билән айрим – айрим көрүшти.