б д т: афғанистан йемәк - ичмәк бихәтәрлики мәсилисигә дуч кәлмәктә

бирләшкән дөләтләр тәшкилати афғанистанда 6 милйон кишиниң йемәк - ичмәк бихәтәрлики мәсилисигә дуч келиватқанлиқини билдүрди.

1913284
б д т: афғанистан йемәк - ичмәк бихәтәрлики мәсилисигә дуч кәлмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипиниң афғанистан алаһидә вәкили йардәмчиси рамиз әләкбров, афғанистанниң бәзи җайлирида температураниң нөлдин төвән 25 селсийә гирадусқа чүшүп қалғанлиқини әскәртип мундақ деди: «афғанистанда қишқа тәййарлиқ қилиш паалийәтлирини қоллаш үчүн 768 милйон долларға вә йил ахирлишиштин илгири 614 милйон долларға еһтийаҗлиқмиз.»

«афғанистанда 6 милйон киши җиддий йемәк - ичмәк бихәтәрлики мәсилисигә дуч кәлмәктә. 2023-йили афғанистан нопусиниң үчтин икки қисими (28 милйон киши) инсанпәрвәрлик йардәмгә моһтаҗ болиду.»

талибан 2021-йили 15-авғуст афғанистанда һакимийәт бешиға чиққандин кейин, хәлқара иқтисадий йардәмниң үзүлүп қелиши билән дөләтниң иқтисадий еғир зәрбигә учриди, айаллар вә қиз балилар маарип қатарлиқ нурғун саһәләрдә һәқ - һоқуқлиридин мәһрум қалди.

миңлиған айаллар һөкүмәт органлири вә хусусий игиликтики хизмитидин айрилип қалди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر