кирби түркийәниң террорлуқ тәһдитидин өзини қоғдаш һоқуқи барлиқини қайта тәкитлиди

америка ақсарай дөләт бихәтәрлик кеңишиниң истратегийәлик алақә директори җон кирби түркийәниң террорлуқ тәһдитидин өзини қоғдаш һоқуқи барлиқини қайта тәкитлиди.

1912296
кирби түркийәниң террорлуқ тәһдитидин өзини қоғдаш һоқуқи барлиқини қайта тәкитлиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка ақсарай дөләт бихәтәрлик кеңишиниң истратегийәлик алақә директори җон кирби күндилик ахбарат елан қилиш йиғинида, түркийәниң сүрийәниң шималидики бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г ға қарши елип барған һәрикәтлири үстидә тохталди.

түркийәниң террорлуқ һуҗуминиң қурбани болуп келиватқанлиқини тәкитлигән җон кирби: «түркийәниң өзини вә пуқралирини террорлуққа қарши қоғдаш һоқуқи бар» деди.

у 22 – нойабирда (2022) елан қилған байанатидиму, түркийәниң җәнубий чеграсида «қанунлуқ террорлуқ тәһдити» гә дуч келиватқанлиқини вә өзини һәр түрлүк қоғдаш һоқуқиға игә икәнликини ейтқан иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر