муқдишодики бир меһмансарайда бомба һуҗуми йүз бәрди

сомали пайтәхти муқдишода пирезидентлиқ сарийи әтрапидики бир меһмансарайда икки бомба һуҗуми йүз бәрди.

1911692
муқдишодики бир меһмансарайда бомба һуҗуми йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: сомали дөләт хәвәр агентлиқи соннаниң (SONNA) хәвиридә билдүрүлишичә, пайтәхт муқдишодики вилла роз (VillaRose) меһмансарийида икки бомба партлиған вә арқидин қораллиқ етишиш йүз бәргән.

мәзкур меһмансарайға министирлар вә һөкүмәт мәсуллири пат-пат келип-кетидиған болуп, бу қетимқи һуҗумларда өлүм һадисисиниң йүз берип-бәрмигәнлики тоғрисида мәлумат берилмиди.

дөләтлик баш сақчи идарисиниң байанатчиси садиқ додишә: «пуқралар вә һөкүмәт мәсуллирини өз ичигә алған нурғун киши қутқузувелинди. җинайәтчиләр буниң бәдилини төләйду» деди.

бәзи хәвәр тор бәтлиридә, сомали хәвпсизлик министири муһәммәд әһмәт додишәниң һуҗумларда йариланғанлиқи илгири сүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر