шиветсийә баш министири дөлитиниң түркийәгә бәргән вәдисини орундайдиғанлиқини ейтти
шиветсийә баш министири улф киристерсон, дөлитиниң түркийәгә бәргән вәдисини әмәлгә ашуридиғанлиқини ейтти.

түркийә авази радийоси хәвири: киристерсон «дагенс нихетер» гезитигә бәргән байанати әснасида, 28-ийун испанийә пайтәхти мадридта өткүзүлгән шималий атлантик әһди тәшкилати — нато башлиқлар йиғини җәрйанида, түркийә, финландийә вә шиветсийә тәрипидин имзаланған үч тәрәп келишими тоғрисида тохтилип: «растини дегәндә, бу үч тәрәп келишими әмәс, бу финландийә билән шиветсийәниң бихәтәрлик тоғрисида түркийәгә бәргән вәдиси. биз түркийәгә бәргән вәдимизни орундаймиз» деди.
у, келәр йили әтийазда йолға қойулуши пиланлиниватқан йеңи террорлуқ қануниға ишарәт қилип: «биз (қанун һәққидә) түркийә билән сөзлишиватимиз. һазир бу әһвал бизниң нато билән бирликтә терроризмға қарши күрәшкә қатнишиш реаллиқимиздур» деди.
киристерсон, түркийәниң шивиетсийәниң натоға әзалиқ тәлипини тәстиқлаш мусаписиниң узирап кетиши һәққидә тохтилип: «бу мәсилә һазир түркийәниң қолида. мән түркийәниң пикиригә һөрмәт қилимән. биз, йәни шиветсийә вә финландийәниң түркийә билән имзалиған келишими, бизниң түркийәниң бихәтәрликигә интайин әстайидил муамилә қилидиғанлиқимизни көрситип бериду» дегәнләрни қәйт қилди.
түркийә 28-ийун испанийәниң пайтәхти мадридта өткүзүлгән нато башлиқлар йиғини җәрйанида,натоға әзалиқ илтимаси сунған финландийә билән шиветсийәниң тәләплирини рәт қилған вә террорлуқ тәшкилатлирини очуқ-ашкара қоллайдиған мәзкур икки дөләт билән келишим имзалиғаниди؛ әнқәрә нөвәттә келишимдә вәдә қилинған қәдәмләрниң ташлинишини күтмәктә.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

иссиқ иқлимлиқ бәзи дөләтләрдә қар йағди
иссиқ иқлими билән тонулған сәуди әрәбистан, ийорданийә, ливан вә ирақта қар йағди.