һиндонезийәдә йәр тәврәштә җенидин айрилғанлар 300 дин ашти

һиндонезийәниң ғәрбий җава иштатида 21-нойабир (2022) йүз бәргән 5.6 бал йәр тәврәштә җеидин айрилғанларниң сани 310 ға чиқти.

1911196
һиндонезийәдә йәр тәврәштә җенидин айрилғанлар 300 дин ашти

түркийә авази радийоси хәвири: һиндонезийә тәбиий апәткә қарши туруш идариси байанат елан қилип, җиран җаң шәһириниң 18 километир ғәрбий җәнубида йүз бәргән йәр тәврәштә җенидин айрилғанлар саниниң 310 ға чиққанлиқини, 24 кишиниң из-дерәксиз ғайип болғанлиқини билдүрди.

америка геологийәлик тәкшүрүш идариси һиндонезийәниң ғәрбий җава иштатиға қарашлиқ җиран җаң шәһириниң ғәрбий җәнубиға 18 километир келидиған җайда йәрдин 10 километир чоңқурлуқта 5.6 бал йәр тәвригәнликини елан қилға иди.

пайтәхт җакартадиму бир қанчә секунтлуқ сикинишкә сәвәб болған йәр тәврәштин кейин, деңиз ташқини һәққидә агаһландуруш берилмигән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر