америка украинаға қошумчә һәрбий йардәм бериду

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири антони блинкен америка армийәсиниң амбиридин украинани 400 милйон долларлиқ қошумчә оқ - дора вә һәрбий үскүниләр билән тәминләйдиғанлиқлирини ейтти.

1910434
америка украинаға қошумчә һәрбий йардәм бериду

түркийә авази радийоси хәвири: блинкен, бу һәқтә елан қилған йазма байанатида, мундақ деди: «америка қошма иштатлири, украинаниң өзини қоғдишиға йардәмчи болуш үчүн қошумчә һәрбий йардәм арқилиқ украинани қоллашни давамлаштурмақта.»

америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдинниң йолйоруқиға бинаән, украинани 26-қетим америка армийәси амбиридин  қорал - йарағ вә һәрбий үскүниләр билән тәминләйдиғанлиқлирини әскәрткән блинкен, америка дөләт мудапиә министирлиқиниң бу пиланиниң, 400 милйон долларлиқ қошумчә қорал – йарағ, оқ - дора вә һава мудапиәси үскүнилирини өз ичигә алидиғанлиқини уқтурди.

бу йардәм пилани билән бирликтә украинаға қилған һәрбий йардәмлириниң миқдариниң тәхминән 19.7 милйард долларға йетидиғанлиқини қәйт қилған блинкен, украинани тәминлигән зәмбирәк оқлири, һава мудапиә башқурулидиған бомбилири вә тактикилиқ үскүниләрниң украинаға җәң мәйданида пайда елип келиватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «әнглийә баш вәзири риши сунак йеқинда кийевға қилған зийаритидә оттуриға қойған 50 милйон фондстерлиңлиқ һава мудапиә системилирини өз ичигә алған йардәм пиланимизға, фирансийә вә әнгилийәму иштирак қилмақта. буниңдин башқа йәнә, шиветсийәниңму йеқинда һава мудапиәси үчүн тәхминән 300 милйон доллар аҗератқанлиқини әскәртимиз. украинаниң өзини қоғдийалиши вә вақти кәлгәндә сөһбәт үстилидики әң күчлүк орунда туралиши үчүн, қанчилик вақит кетишидин қәтийнәзәр украинани давамлиқ қоллаймиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر