америкадики бир парчә сетиш орнида қораллиқ етишиш йүз берип 10 адәм өлди

американиң виргинийә иштатидики бир парчә парчә сетиш дукини директориниң хизмәтчиләргә қаритип оқ чиқириши нәтиҗисидә, кәм дегәндә 10 кишиниң қаза қилғанлиқи билдүрүлди.

1909865
америкадики бир парчә сетиш орнида қораллиқ етишиш йүз берип 10 адәм өлди

түкрийә авази радийоси хәвири: нәқ мәйдандики кишиләрниң гуваһлиқ беришигә асасланғанда, директор дәм елиш өйигә кирип дукандики башқа хадимларға қаритип оқ чиқарған؛ вәқәдә һуҗумчи қошулуп кәм дегәндә 10 адәм қаза қилған.

сақчилар шу йәр вақти әтигән саәт 22:00 әтрапида дуканда қораллиқ етишиш йүз бәргәнликини, 40 тин артуқ җиддий қутқузуш машинисиниң нәқ мәйданға әвәтилгәнликини уқтурди.

буниңдин тәхминән икки һәптә илгири виргинийә унверситити оқуғучиси кристофир дарнел җонес мәктәпниң путбол оқуғучилири олтурған аптобусни оққа тутуп, үч оқуғучиниң җениға замин болғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر