йапонийә йеңи типлиқ башқурулидиған бомбисини мувәппәқийәтлик синақ қилди

шималий корейәниң арқа-арқидин башқурулидиған бомба синақ қилиши, корейә йерим арили вә әтрапида бихәтәрлик әндишилирини күчәйтивәткән бир пәйттә, йапонийә йеңи мудапиә қәдими ташлиди.

1909267
йапонийә йеңи типлиқ башқурулидиған бомбисини мувәппәқийәтлик синақ қилди

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә дөләт мудапиә вазарити «SM-3 Block IIA» тосуш башқурулидиған бомбисини мувәппәқийәтлик синақ қилиғанлиқини елан қилди.

америка һәрбий базисидин қойуп берилгән оттура мусапилиқ баллистик башқурулидиған бомбиниң тинч окйанда «Aegis» башқурулидиған бомба қалқан системиси билән қоралландурулған майа дәриҗилик уруш парахотидин 16 – нойабирда қойуп берилгән мәзкур башқурулидиған бомба тәрипидин 100 киломитирдин артуқ егизликтә мувәппәқийәтлик тосуп қелинғанлиқи билдүрүлди.

йапонийә дөләт мудапиә вазаритиниң байанатида, «SM-3 Block IIA» башқурулидиған бомбисиниң америка вә йапонийә тәрипидин бирликтә тәтқиқ қилип йасалғанлиқи, бу системиниң тунҗи қетим йапонийә тәрипидин синақ қилинғанлиқи уқтурулди.

америка дөләт мудапиә министирлиқи үчүн аләм қатниши ширкити локхид мартин тәрипидин тәтқиқ қилип йасап чиқилған «Aegis» башқурулидиған бомба қалқан системисини тапшуруп алған иккинчи дөләт йапонийә болди.

йапонийәниң йеңи типлиқ башқурулидиған бомбиси болған «SM-3 Block IIA» башқурулидиған бомбисини тәрәққий қилдурушта америка билән һәмкарлашқанлиқи мәлум.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر