йәмәндә йил бешидин бүгүнгичә 92 бала җенидин айрилған

йәмәндә бу йил бешидин тартип 15-нойабирғичә болған мәзгилдә уруш сәвәбидин 92 бала җенидин айрилди.

1908704
йәмәндә йил бешидин бүгүнгичә 92 бала җенидин айрилған

түркийә авази радийоси хәвири: 20 -нойабир дунйа балилар һоқуқи күни мунасивити билән, хәлқара балиларни қутқузуш фонди (Save The Children) йазма байанат елан қилди.

байанатта, 1-йанвардин 15-нойабирғичә (2022) йәмәндә уруш сәвәбидин 92 балиниң җенидин айрилғанлиқи, 241 балиниң йариланғанлиқи қәйт қилинди.

оттура һесаб билән һәр күни бир кичик балиниң йариланғанлиқи әскәртилгән байанатта, балиларниң өлүм сәвәблиригә мунасивәтлик мәлумат берилмиди.

йәмәндә иранниң қоллиши астидики һусийлар 2014-йили сентәбирдин тартип пайтәхт санаани өз ичигә алған бәзи районларни контрол қилип турмақта.

сәуди әрәбстан башчилиқидики бирләшмә қисим 2015-йили марттин башлап һусийларға қарши йәмән һөкүмитини қоллап кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر