һиндонезийәниң ғәрбий җава иштатида йәр тәвриди

һиндонезийәниң җиранҗаң шәһириниң ғәрбий җәнубиға 18 километир келидиған җайда йәрдин 10 километир чоңқурлуқта 5.6 бал йәр тәвригәнлики елан қилинди.

1908715
һиндонезийәниң ғәрбий җава иштатида йәр тәвриди

түркийә авази радийоси хәвири: америка геологийәлик тәкшүрүш идариси (USGS) җиранҗаң шәһириниң ғәрбий җәнубиға 18 километир келидиған җайда йәрдин 10 километир чоңқурлуқта 5.6 бал йәр тәвригәнликини елан қилди.

йәр тәврәш сәвәбидин пайтәхт җакартада бир қанчә секунтлуқ силкиниш йүз бәрди. деңиз ташқини агаһландуруши берилмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر