шималий атлантик әһди тәшкилати атлантик окйанда кәң көләмлик маневир өткүзмәктә

шималий атлантик әһди тәшкилатиға тәвә 5 авиаматкиниму өз ичигә алған нурғунлиған уруш парахотлири атлантик окйан вә ақ деңизда маневир өткүзмәктә.

1908352
шималий атлантик әһди тәшкилати атлантик окйанда кәң көләмлик маневир өткүзмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: шималий атлантик әһди тәшкилатиниң байанатиға асасланғанда, нойабир бойичә елип берилидиған маневирларда америка, әнгилийә, италийә вә фирансийәгә тәвә авиаматкиларға нурғун санда уруш парахотлири вә уруш айропиланлири һәмраһ болмақта.

миңлиған әскәр қатнашқан маневирларда америкаға тәвә дунйа бойичә әң йеңи вә әң чоң уруш парахоти һесаблинидиған <USS Gerald R. Ford> намлиқ авиаматкиму қатнашмақта.

башқа авиаматкилар болса, амрикаға тәвә <USS George H.W.Bush>, әнгилийәгә тәвә < HMS Queen Elizabeth>, фирансийәгә тәвә  <Charles De Gaulle> вә италийәгә тәвә <Cavour>  намлиқ авиаматкилардин тәркип тапиду.

бу авиаматкиларға канада, данийә, германийә, голландийә, испанийә, фирансийә, гиретсийә, италийә вә америкадин кәлгән башқа уруш парахотлириниңму һәмраһ болғанлиқи билдүрүлди.

маневирда су асти парахотларға қарши күрәш вә һава уруши паалийәтлиридин башқа йәнә, деңизда толуқлима паалийәтлириму елип берилди.

маневирда уруш айропиланлири бир авиаматкидин учуп, йәнә бир авиаматкиға қунуш мәшқи елип барди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر